йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 3432 гә йәтти

қаһраманмарашниң пазарҗик вә әлбистан наһийәлиридә йүз берип 10 вилайәткә тәсир көрсәткән 7.7 бал вә 7.6 бал йәр тәврәшләрдә қаза қилғанлар сани 3432 гә йәтти.

1943140
йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 3432 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси _ афад, қаза қилғанлар саниниң 3432 гә, йариланғанлар саниниң 21 миң 103 кә йәткәнликини уқтурди.

җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, харабилик астида қалған сәккиз миңдин артуқ адәмниң қутқузулғанлиқини, һәр қайси дөләтләр әвәткән 3294 қутқузуш хадиминиң апәт районлириға йетип кәлгәнликини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, хатайниң одабаши мәһәллисидики гүмүрүлүп чүшкән бир бинаниң харабилики астида қалған 30 йашлиқ һүлйа йилмаз билән алтә айлиқ бовиқи айшә вәра йилмаз аридин 29 саәт өткәндин кейин қутқузувелинип, дохтурханида балнистқа елинди.

қаһраманмараштиму харабилик астида қалған бир йаш қиз аридин 28 саәт өткәндин кейин йаридар һаләттә қутқузувелинди.

ғазиантәптә бир айал 25 саәт өткәндин кейин сақ – саламәт қутқузувелинди.

гүмүрүлүп чүшкән биналар бар районлардики издәш – қутқузуш хизмәтлири давам қилмақта.

түрк қизилай җәмийити тәрипидин апәт районлириға әвәтилгән 10 миң кишилик чедир тиклинишкә башланди.

районда 25 миң 693 хадим, 360 аптомобил, 3361 қурулуш машиниси издәш – қутқузуш хизмәтлиригә иштирак қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر