йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 3381 гә йәтти

қаһраманмарашниң пазарҗик наһийәсидә йүз бәргән 7.7 бал, әлбистан наһийәсидә йүз бәргән 7.6 бал йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар сани 3381 гә йәтти.

1942920
йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 3381 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси башлиқи йунус сәзәр, қаһраманмараш вилайитини мәркәз қилған йәр тәврәшләрдә 3381 кишиниң қаза қилғанлиқини, 20 миң 426 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси башлиқи байанат елан қилип, алдинқи күни түркийә вақти саәт 04 тин 17 минут өткәндә қаһраманмарашниң пазарҗик наһийәсидә йүз бәргән тәврәш чоңлуқиниң илгири елан қилинғинидәк  7.4 бал әмәс, 7.7 бал икәнликини билдүрди.

10 дин артуқ шәһәрдә һес қилинған йәр тәврәштин кейин, хәлқара йардәмни қобул қилишни өз ичигә алған 4-дәриҗилик агаһландуруш һалити елан қилинғаниди.

өрүлүп чүшкән биналар җайлашқан җайлардики издәш вә қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.

қаһраманмарашниң әлбистан наһийәсидә түнүгүн түркийә вақти саәт 13 дин 24 минут өткәндә йеңидин 7.6 бал йәр тәвригәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر