алтун елон маскни агаһландурди

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун түркийәниң һәрқайси җайлирида йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә оттуриға чиққан тәтүр тәшвиқатлар мәсилисидә, елон маскни агаһландурди.

1942368
алтун елон маскни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун түркийәниң қаһраманмарашни өз ичигә алған 10 вилайәттә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә оттуриға чиққан тәтүр тәшвиқатлар мәсилисидә, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter ниң саһиби елон маскни агаһландурди.

алтун елон маскқа аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписи арқилиқ учур йоллиди.

у Twitter ниң йәр тәврәш апитигә охшиған җиддий әһвалларда тәтүр тәшвиқат вә хата учур тарқитиш урунушлириниң алдини елишқа алаһидә әһмийәт беришиниң интайин муһимлиқини тәкитлиди. җүмлидин, тәтүр тәшвиқатларниң җанға замин болуш вә түркийәниң талапәткә учриғанларни қутқузуш тиришчанлиқлирини астилитиш хәвпиниң барлиқини әскәртти.

у Twitter дин бу мәсилидә соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишини күтүватқанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر