қелин қар сәвәбидин чанаққәлә боғузи вақитлиқ тақалди

қара деңиз билән әгә деңизини туташтуридиған чанаққәлә боғузи, қар йеғиши сәвәбидин тиранзит парахотларниң өтүшигә тақалди.

1942309
қелин қар сәвәбидин чанаққәлә боғузи вақитлиқ тақалди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн (6-феврал) сәһәргә йеқин еғир тәсиркөрситишкә башлиған қар йеғиши, деңиздики көрүш мусаписини төвәнләткәнлики түпәйлидин боғузниң тақалғанлиқи билдүрүлди.

чанаққәлә боғузи парахот қатнаш мулазимәт идариси шимал вә җәнубтин килидиған парахот капитанлириниң симсиз алақә телефонлириға агаһландуруш йоллап, боғузниң қош йөнилишлик тиранзит парахотлар үчүн тақалғанлиқини билдүрди.

қар йеғиш төвәнлигәндин кейин, боғуз қатнишиниң нормал һаләткә келидиғанлиқи уқтурулди.

йәрлик парахотларниң қатниши давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر