түркийә чилиға тәзийә билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи чилидики орман от апитидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

1941992
түркийә чилиға тәзийә билдүрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, чилидики орман от апитидә нурғун кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә йариланғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «чили хәлқигә вә һөкүмитигә шундақла от апитидә һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүримиз, йариланғанларниң тезрәк әслигә келишини тиләймиз» дейилди.

чилиниң оттура вә җәнубидики районларға еғир тәсир көрсәткән орман от апитидә 22 киши қаза қилип, нурғун киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر