ақар әзәрбәйҗан вә гирузийә дөләт мудапиә министирлири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар қарста әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов вә гирузийә дөләт мудапиә министири җуаншер бурҗуладзе билән көрүшти.

1940915
ақар әзәрбәйҗан вә гирузийә дөләт мудапиә министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, «2023 – йиллиқ қишлиқ һәрбий маневир» ниң алаһидә көзәткүчиләр күни паалийәтлирини көзитиш үчүн қарсқа кәлгән әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәнов вә гирузийә дөләт мудапиә министири җуаншер бурҗуладзе билән үч тәрәплик йиғин чақирди.

түркийә армийәсиниң йуқири дәриҗилик қоманданлириму иштирак  қилған йиғинда, һәрбий мәшиқ, һәмкарлиқ мәсилилири вә районлуқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулди.

үч дөләтниң дөләт мудапиә министирлири, түркийә-гирузийә-әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлири йиғини даирисидә, 21-декабир күниму дөләт мудапиә министири ақарниң саһибханлиқида қәйсәридә бир йәргә җәм болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر