«2023 – йиллиқ қишлиқ һәрбий маневир» ниң алаһидә көзәткүчиләр күни паалийәтлири башланди

түркийә җумһурийити тарихидики әң кәң көләмлик «2023 – йиллиқ қишлиқ һәрбий маневир» ниң алаһидә көзәткүчиләр күни паалийәтлири қарста башланди.

1941220
«2023 – йиллиқ қишлиқ һәрбий маневир» ниң алаһидә көзәткүчиләр күни паалийәтлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар һәмраһлиқидики әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәнов, гирузийә дөләт мудапиә министири җуаншер бурҗуладзе вә түркийә армийәсиниң йуқири дәриҗилик қоманданлири билән бирликтә, «2023 – йиллиқ қишлиқ һәрбий маневир» ниң алаһидә көзәткүчиләр күни паалийәтлиригә қатнишиш үчүн, шеһит биринчи сержант илһам һамли һәрбий маневир саһәсигә йетип барди.

ақар вә униң һәмраһлиқики һәйәт бу йәрдә, 17 дөләт иштирак қилған һәрбий маневирһәққидә учур игилиди.

министир ақар район вә дунйаниң тинчлиқи һәм муқимлиқиға төһпә қошуш үчүн һәмкарлиқ орнитиш вә ортақ тиришчанлиқ көрситишниң муһимлиқини тәкитлиди.

ақарниң меһман дөләт мудапиә министирлири вә түркийә армийәсиниң йуқири дәриҗилик қоманданлири билән бирликтә өз орунлирида олтурушидин кейин, «2023 – йиллиқ қишлиқ һәрбий маневир» ниң алаһидә көзәткүчиләр күни паалийәтлириниң оқ етиш қисимлири башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر