чавушоғлу: хостондики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши күришимиз интайин муһим

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң америка қошма иштатлириниң хостон районидики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши күрәшниң интайин муһимлиқини ейтти.

1935530
чавушоғлу: хостондики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши күришимиз интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири тексас иштатиниң хостон шәһиридики түркийә консулханисиниң йеңи мулазимәт бинаси, министир мәвлүт чавушоғлу қатнашқан мурасим арқилиқ хизмәткә кириштүрүлди.

чавушоғлу мурасимда қилған сөзидә, мундақ деди: « йәршариви түзүм көп қирлиқ киризисни баштин кәчүрүватқан һалқилиқ бир мәзгилдә, биз түркийә билән америка оттурисидики алақини күчәйтиватимиз.»

у бир күн илгири вашингтонда америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшкәнликини әскәртип мундақ деди: «шуни демәкчимәнки, учришишлиримиз интайин үнүмлүк вә икки тәрәплик мунасивәтләрниң тәрәққийатиға пайдилиқ өтти. бизниң америка қошма иштатлири билән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п й д/п к к, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә ембарголардин ибарәт биз баштин кәчүрүватқан бир қатар мәсилиләр бар. бу қийинчилиқларни йеңиш үчүн тиришиватимиз. америка қошма иштатлириниң хостон  районидики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши күришимизниң муһимлиқини йәнә бир қетим тәкитләп өтимән. пуқралиримиз билән бирликтә бу тәшкилатқа қарши күришимизни изчил давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر