әрдоған: түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври мусаписигә қәдәм қойдуқ

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври мусаписигә түркийә хәлқи билән бирликтә техиму чоң үмидләр вә техиму чоң нишанлар билән қәдәм қойғанлиқлирини ейтти.

1935242
әрдоған: түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври мусаписигә қәдәм қойдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған амасйа «бадал тонели» ни ишқа кириштүрүш мурасимиға, пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидин нәқ мәйдан улиниши арқилиқ қатнашти.

у бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «ишинимизки, тәрәққийатниң асасий ул -әслиһәлиридин бири болған қатнаш саһәсидә биз ишқа кириштүрүватқан һәр бир лайиһә, бизни түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври мусаписигә йәнә бир қәдәм йеқинлаштуриду.»

җумһур рәис әрдоған сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври вә җумһурийитимизниң иккинчи парлақ йүз йиллиқ қутлуқ дәврини арқида қалдуруп, дөлитимизни тәрәққийат дәвригә қәдәм ташлатқузуш ирадимиз қәтий.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر