үнал үстәл: түркийәниң толуқ қоллиши бизгә ишәнч бәрди

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл қибрис мәсилисидә икки дөләтлик һәл қилиш чарисини түркийәниң толуқ қоллайдиғанлиқини көрүшниң өзлиригә ишәнч бәргәнликини билдрүди.

1934227
үнал үстәл: түркийәниң толуқ қоллиши бизгә ишәнч бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл түркийә муавин җумһур рәиси фуат октай билән бирликтә җумһур рәислик сарийида айрим вә һәйәтләр ара өткүзүлгән учришишлардин кейин, ортақ ахбарат қилиш йиғинида сөз қилди.

у түркийәниң һәр саһәдә шималий қибрис түрк җумһурийитини қоллаватқанлиқини йәнә бир қетим көргәнликлирини билдүрүп: «биз қибрис мәсилисидә оттуриға қойған икки дөләтлик һәл қилиш чарисини, ана вәтән түркийәниң изчил һалда толуқ вә кәмкүтсиз қоллиғанлиқини көрүш, бизгә ишәнч бәрмәктә. қибрис түрк хәлқи түркийә бәргән бу чоң күч арқилиқ дунйада <мәнму бар> дейишни давамлаштуриду» деди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сентәбирдә (2022) б д т омумий кеңишидә сөз қилғанда, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилиниши үчүн қилған чақирқиниң «тарихий қәдәм» икәнликини тәкитлиди. у мундақ деди:

«әһвал мушундақ икән, бизниң вәзипимиз шималий қибрис түрк җумһурийитини дунйада етирап қилинидиған бир дөләт қилип тәййарлаш. һөкүмәт болуш сүпитимиз билән, буниң үчүн қилишқа тегишлик ишни қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر