мардинда «әрән қамал қилиш – қиш» һәрбий һәрикити давамлашмақта

мардинда «әрән қамал қилиш күз-қиш -22 шеһит қораллиқ сақчи, пешқәдәм  биринчи сержант фатиһ дуру» һәрбий һәрикити давамлашмақта.

1934485
мардинда «әрән қамал қилиш – қиш» һәрбий һәрикити давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқиниң башчилиқида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин пүтүнләй чиқирип ташлаш вә районда йошурунувалған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, мардинда «әрән қамал қилиш күз-қиш -22 шеһит қораллиқ сақчи, пешқәдәм  биринчи сержант фатиһ дуру» һәрбий һәрикити давамлашмақта.

мардин вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң йетәкчилики вә башқурушида елип бериливатқан һәрбий һәрикәттә, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрити, алаһидә сақчилар әтрити вә аманлиқ сақчилардин тәшкил тапқан 655 һәрбий хадим, 50 алаһидә һәрикәт әтрәтлири вәзипә өтимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر