түркийә натониң ишикни очуқ қойуш сийаситини қоллайду

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар түркийәниң натониң ишикни очуқ қойуш сйаситини қоллайдиғанлиқини ейтти.

1934086
түркийә натониң ишикни очуқ қойуш сийаситини қоллайду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар әнглийә дөләт мудапиә вәзири бен валлес билән көрүшкәндин кейин, лондондики учришишлирини ахирлаштуруп, чех пайтәхти пирагаға йүрүп кәтти.

у пирагадики түркийә әлчиханисида түрк җәмийәтлири вә иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири билән көрүшти.

у чәт әлләрдә йашайдиған түркләрниң мувәппәқийәтлиридин мәмнун болғанлиқини билдүрди. у көрүшүштин кейин, күнтәртип тоғрисидики соалларға җаваб бәрди.

у шиветсийә билән финландийәниң нато әза болуш мусаписи тоғрисидики соалға, түркийәниң натониң ишикни очуқ қойуш сийаситини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

у мадридта 2022-йили ийунда имзаланған келишим хатирилитип: «шиветсийә билән финландийәниң келишимдә бәргән вәдилиригә әмәл қилмиғанлиқини көрүватимиз. террорлуқ тәшкилатлирини қоллашни ахирлаштуруши вә експортқа қойулған чәклимиләрни әмәлдин қалдурушта конкрет қәдәмләрни ташлишини күтмәктимиз. болупму,террорлуққа қарши күрәш, түркийә хәлқи наһайити сәзгүр муамилә қилидиған мәсилә һесаблиниду» деди.

у бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г қоллиғучилириниң шиветсийә пайтәхти стокһолмдики иғвагәрчиликлири тоғрисидики соалға, «натоға әза болушни тәләп қилған бир дөләттә, 70 йиллиқ нато әзаси болған дөләтниң җумһур рәисигә қарши террорлуқ тәшкилати қоллиғучилири тәрипидин әмәлгә ашурулған иғвагәрчиликни шиддәт билән әйибләймиз. шиветсийәни дәрһал бу хил иғвагәрчиликләргә қарши һәл қилғуч тәдбирләрни йолға қойушни дәвәт қилимиз. буниңға қарап туруш мумкин әмәс, биз у йәрләрдә йүз бәргән вәқәләргә йеқиндин диққәт қилимиз» дәп җаваб бәрди.

у арқидин чехийә дөләт мудапиә министири җана черночова (Jana Cernochova) билән көрүшти.

у чехийә дөләт мудапиә министири җана черночова тәрипидин һәрбий мурасим билән күтүвелинди. икки министир һәйәтләр ара көрүшүшкә башчилиқ қилди.

көрүшүшләрдә, икки тәрәп мунасивәтлири вә район мудапиәси, хәвпсизлик, мудапиә санаитидә өзара һәмкарлиқ орнитиш мәсилилири үстидә пикир алмаштурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر