хулуси ақар чехийә дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә) мудапиә министири хулуси ақар чехийә дөләт мудапиә министири җана черночова билән көрүшти.

1933922
хулуси ақар чехийә дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар чехийә пайтәхти пирагдики рәсмий зийарити даирисидә, дөләт мудапиә министирлиқини зийарәт қилди.

хулуси ақар министир серночова тәрипидин һәрбий мурасим билән қарши елинди. мурасимдин кейин, мәнсәпдеши билән һәйәтләр ара музакиригә рийасәтчилик қилди.

йиғин җәрйанида, икки дөләт мунасивәтлири, районлуқ мудапиә, бихәтәрлик вә мудапиә санаитидики һәмкарлиқ тоғрисида өзара пикир алмаштурулғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر