әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси п к к сәтчиликини тәкшүрүш тәлипини шиветсийәгә йоллиди

әнқәрә баш тәптиш мәһкимиси шиветсийәдики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң тәтүр тәшвиқатини тәкшүрүш тәлипини шиветсийә әдлийә органлириға йоллиди.

1932600
әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси п к к сәтчиликини тәкшүрүш тәлипини шиветсийәгә йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта, шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмда, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г қораллиқ террорлуқ тәшкилатиниң қоллиғучилириниң түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанни нишан қилған җинайи қилмишлириниң әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси тәрипидин тәкшүрүлүшкә башланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди: «йавропа җинайи ишлар мәсилисидә өзара қанун йардими бериш әһдинамисигә асасән, бу сәтчилик һәққидә әдлийә / мәмурий җәһәттин тәкшүрүшниң башлинип -башланмиғанлиқи, җавабкарларниң ениқлап чиқилиши, дәлил-испатларниң топлинип, җумһурийәт баш тәптиш мәһкимимизгә йоллинишиға даир тәлипимиз шиветсийә әдлийә органлириға әвәтилди.»

тәкшүрүшниң әнқәрә баш тәптиш мәһкимиси террорлуқ җинайәтлирини тәкшүрүш бийоруси тәрипидин елип бериливатқанлиқи  билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر