«фират қалқини» һәрбий һәрикити районидин қайғулуқ хәвәр кәлди

сүрийәниң шималидики «фират қалқини» һәрбий һәрикити районида бир әскәр шеһит болди.

1932577
«фират қалқини» һәрбий һәрикити районидин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «фират қалқини» һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзалириниң түнүгүн бир һәрбий базиға таҗавуз қилиш тәшәббуси нәтиҗисидә, танкер мутәхәссиси сержант сәлчуқ қуртниң еғир йариланғанлиқи вә дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бизни чоңқур азаб вә қайғуға дучар қилған бу вәқәдә һайатидин айрилған шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, мусибәтлик аилисигә, түркийә қораллиқ қисимлиримизға вә әзиз хәлқимизгә сәвр - тақәт тиләймиз һәм тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر