дөләт рәһбәрлири шиветсийәдики террорлуқ һәрикитини әйиблиди

фуат октай шиветсийә пайтәхти стокһолмда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г иғвагәрчиликлири үстидә тохтилип: «шиветсийәниң натоға әза болуш рамкисида бәргән вәдилиригә әмәл қилишини, бу хил һәрикәтләргә йол қоймаслиқини үмид қилимиз» деди.

1932111
дөләт рәһбәрлири шиветсийәдики террорлуқ һәрикитини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә муавин җумһур рәиси фуат октай твиттерда байанат елан қилип, стокһолмда тарихий һөкүмәт бинаси алдида топланған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к қоллиғучилиридин тәшкилләнгән бир гуруппиниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға охшитилған бир қончақни бина алдидики бир түврүккә есип қойғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

шиветсийәдә террорлуқ тәшкилати әзалири тәрипидин түркийәни вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни нишан қилған намайишни әйиблигәнликлирини әскәртип, мундақ деди:

«шиветсийәниң натоға әза болуш рамкисида бәргән вәдилиригә әмәл қилишини, бу хил һәрикәтләргә йол қоймаслиқини үмид қилимиз. йүз бәргән вәқәләр түркийәниң йоллуқ әндишәлирини йәнә бир қетим дунйа җамаәтчиликигә көрситип бәрди. демократик қанун дөләтлириниң һечбиридин бу хил намайишларға көз йумушини күтүшкә болмайду. шиветсийә даирилириниң бундақ қобул қилғили болмайдиған һәрикәтләрни қилған террорлуқ гуруппилири вә қоллиғучилири үстидин қануний җәһәттин сүрүштә қилишни башлишини үмид қилимиз.»

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп шиветсийәдики түркийәгә қарши иғвагәрчиликләр тоғрисида тохтилип: «шиветсийәниң демократийәгә очуқ-ашкара тәһдит салған террорлуқ һәрикитигә рухсәт қилғанлиқини вә көз йумғанлиқини һәргизму қобул қилғили болмайду» деди.

мустафа шәнтоп наразилиқини билдүрүп, шиветсийә парламенти башлиқи андрес норленниң 17-йанвардики (2023) түркийә зийаритини әмәлдин қалдурди.

әдлийә министири бәкир бозтағ болса: «бу түркийә хәлқигә қилинған һуҗум һесаблиниду. бу террорлуқ һәрикитигә рухсәт қилған шиветсийә һөкүмитини әйибләймән» деди.

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин: «стокһолмда җумһур рәисимизгә қарши қилинған қәбиһ һәрикәтни қаттиқ әйибләймиз» деди.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун: «шиветсийәдики п к к террорлуқ тәшкилати әзалириниң түркийә вә демократийә йоли билән һакимийәт бешиға кәлгән җумһур рәис әрдоғанниң һуҗум нишани қилинғанлиқини шиддәт билән әйибләймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر