түркийә оқуш пули мукапатиға илтимас қобул қилиш башланди
чәт әлдики түркләр вә туғқан хәлқләр идариси — й т б ниң дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән хәлқаралиқ оқуғучиларни түркийәдә оқуш пурсити билән тәминләйдиған «түркийә оқуш мукапат пули» пирограммисиға илтимас қобул қилиш башланди.
1930818

түркийә авази радийоси хәвири: й т б йазма байанат елан қилип, 1992-йили «бүйүк оқуғучилар түри» дегән нам билән башлинип, 2012-йили «түркийә оқуш мукапат пули» дегән нам билән дунйаға ечиветилгән түркийәниң рәсмий оқуғучилар оқуш поли пирограммисиниң 2023-йиллиқ илтимас қобул қилиш вақтиниң башланғанлиқини уқтурди.