чавушоғлу африқаға техиму көп ашлиқ әвәтиш керәкликини билдүрди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу африқа қитәсигә техиму көп ашлиқ вә оғут әвәтиш керәкликини оттуриға қойди.

1930781
чавушоғлу африқаға техиму көп ашлиқ әвәтиш керәкликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири чавушоғлу җәнубий африқа җумһурийити хәлқара мунасивәт вә һәмкарлиқ министири наледи пандор билән преторийәдә министирлиқта өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

у өзлириниң пандор билән икки тәрәплик вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида кәң даиридә сөһбәтләшкәнликини, ул- әслиһә вә енергийә түридики пурсәтләргә қарап чиққанлиқини билдүрүп, алақидар органлар оттурисида илмий вә технологийә һәмкарлиқ келишиминиң имзаланғанлиқини қәйт қилди.

у өзлириниң район вә дунйави мәсилиләрдиму пикир алмаштурғанлиқлирини әскәртип, түркийәниң африқаға тутқан позитсийәсиниң баравәр шериклик, өзара һөрмәт қилиш вә тәң пайда елиш истратегийәси үстигә қурулғанлиқини байан қилди.

чавушоғлу украина һәққидики соалларға җаваб бәргәндә, түркийәниң бу җәһәттә зор күч чиқарғанлиқини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң изчил һалда уруш тохтитиш вә баштин-ахир тинчлиқ үчүн тиришиватқанлиқини байан қилди.

у мундақ деди:

«әлвәттә, бизниң нишанимиз узақ муддәтлик тинчлиқ вә өзара қобул қилишқа болидиған мәсилини һәл қилиш чариси. биз бу урушниң сөһбәт үстилидә ахирлишидиғанлиқиға ишинимиз. қанчә тез болса шунчә йахши» деди.

у йемәк-ичмәк бихәтәрлики вә африқа хәлқини қоллаш мәсилисидә, бу җәһәттә еғир мәсилиләрниң оттуриға чиққанлиқини, йемәк-ичмәк вә енергийә бихәтәрликиниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

у өзлириниң русийә вә украина билән бу мәсилә тоғрисида давамлиқ сөһбәтлишиватқанлиқлирини, бу мәнидин ейтқанда, түркийәниң африқаға әркин експорт қилишни әмәлгә ашуруш мумкинликини байан қилди.

у: «биз түркийә болуш сүпитимиз билән тәрәққий қиливатқан вә тәрәққий қилмиған дөләтләргә, африқа чоң қуруқлуқиға техиму көп ашлиқ вә оғут әвәтиш керәк дәп қараймиз» деди.

у биразилийәниң сабиқ президенти болсонарониң қоллиғучилириниң дөләт конгрә бинасиға бесип кириши тоғрисидики соалға җаваб бәргәндә, бу әһвални «һәқиқәтән қобул қилғили болмайдиғанлиқи» ни вә «түркийәни әндишәгә салғанлиқи» ни билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر