әрдоған мәтбуат әркинлики вә паш қилинған тивиттер һөҗҗәтлири тоғрисида тохталди

җумһур рәис әрдоған анадолу нәшрийатчилар җәмийитиниң җумһур рәислик мәһкимиси бинасида уйуштурған «7-нөвәтлик анадолу медийа мукапати» мурасимиға қатнашти.

1928174
әрдоған мәтбуат әркинлики вә паш қилинған тивиттер һөҗҗәтлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «2023-йилиниң түркийәсидә мәтбуат 90-, 80- вә 70-йиллардикигә қариғанда техиму әркин» деди.

түркийәниң йеқинқи 20 йилда демократийә билән бирликтә ахбарат әхлақи вә әркинлики җәһәттиму бир балдақ илгирилигәнликини оттуриға қойған: «дөлитимизниң мәтбуат - ахбарат тарихини билидиған, обйектип баһа беридиған барлиқ кишиләр нөвәттә таратқулиримизниң техиму мустәқил, көп санлиқчи вә бай қурулмиға игә икәнликини қобул қилиду. һәқиқәтәнму 2023-йилиниң түркийәсидә мәтбуат 90-, 80- вә 70-йиллардикигә қариғанда техиму әркин» деди.

җумһур рәис әрдоған сөзидә йәнә, иҗтимаий таратқу суписи тивиттерниң елон маск тәрипидин сетивелинишидин кейин бир түркүм мухбирлар тәрипидин паш қилинған «тивиттер һөҗҗәтлири» тоғрисида тохтилип: «әркинлик вә кишиләрниң хаслиқини қоғдаштин қәтий ваз кәчмәйдиғандәк түскә киривалған иҗтимаий таратқу суписиниң кимләр билән һәмкарлишиватқанлиқи, пәрдә арқисида немә ишларни қиливатқанлиқи, өзи йақтурмайдиған киши вә пикирләргә қандақ тосалғуларни пәйда қилғанлиқи бирмубир оттуриға чиқти, әмма, нә хәлқаралиқ ахбарат органлири йаки кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу сәтчиликләргә қарита һечқандақ инкас қайтурмайду. еғизини ачсила, түркийәни ахбаратни тизгинләш билән әйиблигәнләр, тизгинләшниң әң йаминини йолға қойғанлар тоғрисида бир еғизму гәп қилмайду. милйардлиған кишиләрниң учур - алақә һоқуқини тартивалғанлар, һеч иш болмиғандәк демократийә вә әркинликләр тоғрисида гәп сетишни давамлаштурмақта» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر