чавушоғлу исраилийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу исраилийәниң йеңи ташқи ишлар министири ели коһен билән телефонда көрүшти.

1928287
чавушоғлу исраилийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәридин бу һәқтә елан қилинған байанатта, телефон сөһбитидә, чавушоғлуниң, исраилийәниң йеңи ташқи ишлар министири сүпитидә вәзипигә тәйинләнгән коһенни тәбриклигәнлики, һәмдә исраилийә дөләт хәвпсизлик ишлири министири итамар бен – гвирниң сөзлиригә наразилиқ билдүргәнлики әскәртилип мундақ дейилгән: «министир чавушоғлу, коһенға, дөлитимизниң пәләстин мәсилисигә болған сәзгүрлүки вә үмидлирини әсләтти, бу даиридә, исраилийә дөләт хәвпсизлик ишлири министири итамар бен – гвирниң мәсҗиди әқсаға қарита қутратқулуқ характерлик сөзлирини қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди. шундақла, мәсҗиди әқсаниң салайитини қоғдап қелиш мәсилисидә қилған әһдимизниң муһимлиқини оттуриға қойди, исраилийәдин һәр түрлүк қутратқулуқ һәрикәтлириниң алдини елишини күтүватқанлиқимизни министир коһенға йәткүзди.»

байанатта тәкитлинишичә, телефон сөһбитидә, икки министир, түркийә – исраилийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш үчүн һәмкарлишиш мәсилисидә бирдәклик һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر