«истанбул айродуруми» йавропа бойичә әң ават айродурум болди

«истанбул айродуруми» 2022-йили күнигә оттуричә 1156 қетим учуш билән йавропа бойичә әң ават айродурум болди.

1926957
«истанбул айродуруми» йавропа бойичә әң ават айродурум болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа һава йол башлаш бихәтәрлик тәшкилати, 2022 - йиллиқ йавропа айродурумлири вә авийатсийә қатниши тоғрисидики тәпсилий доклатини елан қилди.

доклатта әскәртилишичә, «ковид – 19» йуқуминиң башланғучи болған 2019-йилидин буйан, йавропа айродурумлар ичидә йуқумдин бурунқи мәзгилдики учуш сәвийәсигә йәткән бирдинбир айродурум «истанбул айродуруми» болған.

өткән йили, истанбул айродурумидин қалса, нөвәт билән оттуричә 1140 нөвәтчи айропилан билән амистирдам, 1122 нөвәтчи айропилан билән париж, 1048 нөвәтчи айропилан билән фиранкфорт вә 1042 нөвәтчи айропилан билән лондон кейинки орунда турған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر