алтун голландийәлик тәтқиқатчиға «өлүм тәһдити» селинишиға наразилиқ билдүрди

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қараңғу йүзини паш қилған голландийәлик тәтқиқатчи рена нетҗескә «өлүм тәһдити» селинишиға наразилиқ билдүрди.

1927201
алтун голландийәлик тәтқиқатчиға «өлүм тәһдити» селинишиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, 13 – нойабир күни истанбулдики «таксим мәйдани» да йүз бәргән хаинларчә террорлуқ һуҗумида шеһит қилинған йағмур вә әҗринни дунйаға тонуштуруш мәқситидә «‹TRT World› телевизийә қанили» тәрипидин тәййарланған һөҗҗәтлик филим һәққидә мундақ деди: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г унсурлири тәрипидин шеһит қилинған йағмур вә әҗрин исимлик қизлиримиз беғишлинип, ‹TRT World› телевизийә қанили тәрипидин тәрипидин тәййарланған филимдә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қараңғу йүзини паш қилған голландийәлик тәтқиқатчи рена нетҗесниң һәқиқәтни оттуриға қойушиға чидимиғанлар униңға <өлүм> билән тәһдит салди. әй ғәрб әллири! силәр һимайә қиливатқан террорлуқ тәшкилатиниң һәқиқий маһийити мана мушу.»

йағмур вә әҗрингә беғишлинип тәййарланған һөҗҗәтлик филимдә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қараңғу йүзи пүткүл җаһанға паш қилинмақта.

һөҗҗәтлик филимдә, голландийәлик тәтқиқатчи рена нетҗес, «истиқлал кочиси» да йүз бәргән террорлуқ һуҗуминиң характериниң сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п й д ниң һуҗумлириға охшап кетидиғанлиқини тәкитлимктә.

у, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, мәзкур  һөҗҗәтлик филимниң елан қилинишидин кейин, сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сәһипилири тәрипидин өзигә қаритилған тәһдитләрниң көпийип кетиватқанлиқини әскәртип мундақ дегәниди: «һазир җамаәтчиликкә һәқиқий әһвални оттуриға қойушниң дәл вақти йетип кәлди. мән өлүм тәһдитлиригә дуч келиватимән. п й д ниң тәтүр тәшвиқатлирини паш қилғанлиқим үчүн бәдәл төләватимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر