мәвлут чавушоғлу биразилийәдә муһим учришишларда болди

мәвлут чавушоғлу биразилийәдә 3 дөләт ташқи ишлар министирлири билән айрим-айрим учришиш елип барди.

1926121
мәвлут чавушоғлу биразилийәдә муһим учришишларда болди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу биразилийәдә дөләтниң ташқи ишлар министирлиқиға йеңи тәйинләнгән маоро вейра, гватемала ташқи ишлар министири марийо адолфо буҗаро флорес вә габон ташқи ишлар министири майкел муса адаму билән айрим-айрим учришиш елип барди.

мәвлут чавушоғлу тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учурида, 1 - йанварда пирезидентлиқ вәзиписини тапшуруп алидиған луйиз инакийо лула да силваниң қәсәм бериш мурасимиға қатнишиш үчүн биразилийәгә йетип барғанлиқини вә бу җәрйанда һәм гватемала, һәм габон ташқи ишлар министирлири биләнму көрүшкәнликини билдүрди.

чавушоғлу биразилийәдә тунҗи учришишни дөләтниң ташқи ишлар министири болуп йеңи тәйинләнгән вейра билән башлиғанлиқини вә иккинчи учришишида гватемалалиқ мәнсәпдиши флорес билән көрүшкәнликини әскәртип, «биз иқтисад, мудапиә санаити вә мәдәнийәт саһәсидики мунасивәтлиритимизни йахшилаймиз» деди.

министир чавушоғлу 2022 - йилиниң әң ахирқи икки тәрәплик учришишни габонлиқ мәнсәпдиши адамо билән өткүзгәнликини билдүрүп, «мудапиә санаити вә иқтисадий мунасивитимизни шундақла министирлиқлиримиз оттурисидики һәмкарлиқни музакириләштуқ» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر