алтун: түркийә нөвәттә бир муқимлиқ арили

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун пайтәхт әнқәрәдә тарихни йорутуп беришни нишан қилған «җапалиқ йиллар» намлиқ көргәзминиң ечилиш линтисини кәсти.

1924146
алтун: түркийә нөвәттә бир муқимлиқ арили

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, дунйада интайин еғир енергийә киризисиниң барлиқини, түркийәниң енергийә киризисини башқуруш билән бирликтә, дөләтни енергийә мәркизигә айландуруш үчүн әстайидил қәдәмләрни ташлиғанлиқини ейтти.

алтун алдинқи әсирниң 70-йиллирида дунйада йүз бәргән енергийә киризисини тилға елип, түркийәниңму у йилларда нурғунлиған иҗтимаий вә иқтисадий мәсилиләргә қарши күрәш қилғанлиқиға ишарәт қилған һалда: «алдинқи әсирниң 70-йиллири дунйадики еғир енергийә вә нефит киризиси дәври иди, түркийәму бу киризисниң күчлүк тәсиригә учриғаниди» деди.

у бүгүнму дунйада интайин еғир енергийә киризисиниң барлиқини тәкитләп: «лекин, бүгүнниң түркийәси бу енергийә киризисини башқуруватиду, һәтта түркийәни тарихида көрүлүп бақмиған дәриҗидә бир енергийә мәркизигә айландуруш үчүн муһим қәдәмләрни ташлимақта» деди.

2002-йилдин кейин түркийәниң интайин зор өзгиришләрни баштин кәчүргәнликини вә бүгүнки күндә дунйадики киризисларға қаримай, бир муқимлиқ арили болуватқанлиқини тәкитлигән алтон, сөзини давамлаштуруп: «түркийә бүгүнки күндә район вә дунйа тинчлиқиға хизмәт қиливатқан муқимлаштурғучи күчтур» дегәнләрни қәйт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر