шәнтоп шималий  македонийәгә қарап йүрүп кәтти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн шималий македонийәниң пайтәхти сикопжеға қарап йүрүп кәтти.

1921185
шәнтоп шималий  македонийәгә қарап йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи шәнтопни әнқәрә әсәнбоға айродурумидин түркийә бүйүк милләт мәҗлиси баш катипи мәһмәт әли қумбузоғлу, әнқәрә валийси йардәмчиси мурат сойлу вә башқа мунасивәтлик даириләр узитип қойди.

парламент башлиқи шәнтоп билән бирликтә, адаләт вә тәрәққийат партийәси гуруппа рәиси вәкили вә чанкири парламент әзаси муһәммәд әмин ақбашоғлу, түркийә – шималий македонийә парламентлар ара достлуқ гурупписиниң башлиқи, адаләт вә тәрәққийат партийәси бурса парламент әзаси әһмәд қилич, җумһурийәт хәлқ партийәси бурса парламент әзаси йүксәл өзкан, йахши партийә әнқәрә парламент әзаси  ибраһим хәлил орал, милләтчи һәрикәт партийәси  бурса парламент әзаси мустафа һидайәт ваһапоғлу қатарлиқларму сикопжеға қарап йүрүп кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر