җумһур рәис 2022- йиллиқ TRT World мунбиридә сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ашлиқ киризисини һәл қилиш үчүн йәкшәнбә күни русийә пирезиденти владимир путин вә украина пирезиденти володимир зеленский билән көрүшидиғанлиқини ейтти.

1916934
җумһур рәис 2022- йиллиқ TRT World мунбиридә сөз қилди
erdogan trt world forum.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулда чақирилған 2022 - йиллиқ TRT World мунбириниң ечилиш мурасимида сөз қилип, бу йилқи мунбәрниң йуқум вә русийә - украина уруши түпәйли дунйа миқйасида җиддийчилик күчийип кәткән бир пәйттә өткүзүлгәнликини тәкитлиди.

русийә-украина урушиниң нурғун адәмниң өлүмидин ибарәт еғир талапәттин башқа, район вә дунйа үчүн интайин еғир инсаний, иқтисадий вә сийасий чиқимларни пәйда қилғанлиқини оттуриға қойған әрдоған, түркийәниң тинчлиқни қоғдаш үчүн қойуқ дипломатик хизмәтләрни ишләватқанлиқини, украинаниң земин пүтүнлүкини күчлүк шәкилдә қоғдаш билән бирликтә, русийәгә қарши ақиланә болмиған сийасәтләр арқилиқ райондики отниң улғайтилишиғиму қарши туруп кәлгәнликлирини билдүрди.

уруш сәвәбидин украина вә русийәдин чәт әлләргә йөтклидиған һалқилиқ мәһсулатларниң, болупму ашлиқ йөткәшниң тохтап кетишиниң, йавропадин африқағичә болған барлиқ дөләтләргә тәсир көрсәткән дунйави ашлиқ киризисиға сәвәб болғанлиқини әскәрткән әрдоған, киризисни һәл қилиш мәқситидә йәкшәнбә күни путин вә зеленский билән көрүшидиғанлиқини ейтти.

у, сөзини давамлаштуруп: «әгә вә ақдеңизда гиретсийәни пүтүн күчи билән қоллап, иғвагәрчиликләргә йар – йөләк болғанларға қарап турмидуқ, турмаймиз. шималий атлантик әһди тәшкилати — натода бирликтимиз. шундақ болушиға қаримай, гиретсийә араллирини қоралландуруватисиләр. биз һазирғичә пулисини төләп болған F-16 мәсилисини һәл қилалмайватимиз» деди.

түркийә йоқитиш үчүн күрәш қиливатқан террорлуқ тәшкилатлирини ашкара – йошурун қоллаватқан йавропа билән ортақ кәлгүси бәрпа қилишни арзу қилишниң қийинлиқини тилға алған әрдоған: «шунчә көп пидакарлиқлиримизға қаримай, бирликимизгә хәвп йәткүзүватқан террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришимиздә йалғуз ташлап қойулғанлиқимизни һәргиз унтуп қалмаймиз. нәччә миң йүк машиниси қорал, оқ – дора сүрийәниң шималидики террорлуқ тәшкилатлириға йолланди. уни йоллиғини биз натода бирликтә һәрикәт қиливатқан бир дөләт. һечким бизниң террорчиларға қарши күришимизниң һесабини соралмайду. чеграмизниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн елип бериватқан һәрикәтлиримизни давамлаштуруш ирадисигә игә икәнликимизни һәммә көриду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر