түркийә истихбарат идариси америка тәрбийәлигән террорчини уҗуқтурди

түркийә истихбарат идариси сүрийәниң шималида америка күчлири тәрбийәлигән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң аталмиш җәзийә райони мәсули раҗ һабур ләқәмлик җивана һесо исимлик террорчини бир тәрәп қилди.

1915874
түркийә истихбарат идариси америка тәрбийәлигән террорчини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сепидә суйиқәст тәлим – тәрбийәси беридиған террорчи, түркийәгә қарши террорлуқ паалийәтлирини елип баридиған террорчиларни тәрбийәләйтти. террорчи һесо тәрбийәлигән террорчилар, «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикити райони, мардин, ширнақ линийәсидә вәзипә өтәватқан дөләт хәвпсизлик күчлиригә қарши таҗавузчилиқ һәрикәтлири вә һуҗумларни елип баратти.

террорлуқ паалийәтлири сәвәбидин миллий истихбарат тәшкилатиниң «бир тәрәп қилинидиған террорчилар» тизимликидин орун алған террорчи, саһә бихәтәрлик хадимлири тәрипидин назарәт астиға елинди. узун муддәт көзитилгән террорчи, әң мувапиқ вақитта елип берилған һәрикәт нәтиҗисидә, муһапизәтчилири билән бирликтә бир тәрәп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر