түркийә истихбарат идарисиниң йардими билән даеш әзаси 5 террорчи қолға чүшүрүлди

түркийә истихбарат идариси (MIT) тәминлигән мәлуматқа асасән, сүрийә миллий армийәсигә (SMO) тәвә йәрлик бихәтәрлик қисимлири сүрийәниң шималида террорлуқ тәшкилати даеш әзаси 5 террорчини қорал-йарағлири билән қолға чүшүрди.

1913462
түркийә истихбарат идарисиниң йардими билән даеш әзаси 5 террорчи қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин елинған учурларға асасланғанда, назарәткә елинғанлардин әбу сәйф тадмури,  шифрилиқ исми «әбу дуҗанә»  муһәммәд халид әлиниң ​​«тинчлиқ булиқи» һәрикити райониниң  аталмиш мәсул икәнлики вә сүрийә чөлидә паалийәт қилидиғанлиқи ениқланған.

шифрилиқ  исми әбу өмәр корани болған муһәммәд салиһниң даешниң буйруқи бойичә һәр хил һуҗумларға қатнашқанлиқи, шифрилиқ исми әбу ислам салон болған халит муһәммәд иса әлһулу вә шифрилиқ исми әбу һәсән шами болған әли һүсәйин әлиниң даешниң сүйиқәстчиси болуп вәзипә өтигәнлики, шифрилиқ  исми әбу һәмза болған шади ал сәтәм әл әлиниң  болса, «тинчлиқ булиқи һәрикити» районида партлатқуч дора мәсули болуп паалийәт қилғанлиқи  ениқланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر