нато: террорлуққа қарши түркийә билән зич һәмкарлишимиз

нато ташқи ишлар министирлири йиғини хитабнамәсидә террорлуққа қарши түркийә билән зич һәмкарлишиш сигнали берилди.

1912674
нато: террорлуққа қарши түркийә билән зич һәмкарлишимиз

түркийә авази радийоси хәвири: нато дөләтлири террорлуқниң барлиқ шәкиллири вә ипадилирини әйибләп, йеқинқи вақитта йүз бәргән һуҗумдин кейин, түркийә билән зич һәмкарлишиватқанлиқлирини билдүрди.

руменийә пайтәхти бухарестта өткүзүлгән нато ташқи ишлар министирлири йиғининиң биринчи күнидә елан қилинған хитабнамәдә, 24-февралдин (2022) тартип русийә қозғиған таҗавузчилиққа қарши уруш қиливатқан украинаға қилиниватқан йардәмләр вә қоллашлар тәкитләнди. бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң террорлуқ һәрикәтлиридин кейин, түркийә билән зич һәмкарлишиш сигнали берилди.

хитабнамәдә, натониң иттипақдашларни барлиқ тәһдитләргә қарши қоғдайдиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди:

 «террорлуқниң барлиқ шәкиллири вә ипадилирини әйибләймиз, йеқинқи вақитта йүз бәргән қорқунчлуқ террорлуқ һуҗумидин кейин, җенидин айрилғанларға матәм тутуватқан түркийә билән зич һәмкарлиқ орнитимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر