хулуси ақар һәм фирансийә, һәм исраилийә дөләт мудапиә министирлири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар фирансийә дөләт мудапиә министири себастийен лекорну вә исраилийә дөләт мудапиә министири бенний гантиз билән телефонда көрүшти.

1912661
хулуси ақар һәм фирансийә, һәм исраилийә дөләт мудапиә министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, хулуси ақар билән лекорну телефонда икки тәрәплик мунасивәтләр, район характерлиқ мудапиә вә бихәтәрлик мәсилилиридә пикир алмаштурған.

министир ақар йәнә бир тәрәптин, вәзиписидин айрилидиғанлидиғанлиқи йүзисидин өзигә телефон қилип хошлашмақчи болған исраилийә дөләт мудапиә министири гантиз билән көрүшкән.

икки министир икки дөләт мунасивәттлириниң ортақ мәнпәәт вә өз-ара сәзгүрлүклирини һөрмәтләш асасида тәрәққий қилдурулишниң муһимлиқини тәкитләшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر