чавушоғлу руменийәдә естонийә вә португалийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири чавушоғлу шималий атлантик әһди тәшкилати-нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн руменийәниң пайтәхти бухарестқа йетип барди.

1912699
чавушоғлу руменийәдә естонийә вә португалийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири чавушоғлу руменийә пайтәхти бухаресттики учришишлири даирисидә, естонийә ташқи ишлар министири урмас рейналсу вә португалийә ташқи ишлар министири җов гомес кравинһо билән көрүшти.

министир чавушоғлу тивиттер адресида һәмбәһирлигән учурида, естонийәлик мәнсәпдеши рейналсу билән натониң кеңийиши вә украина урушиға мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләрни музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

чавушоғлу португалийәлик мәнсәпдеши кравинһо биләнму охшаш темиларни вә икки тәрәплик иқтисадий мунасивәтләрни музакирә қилғанлиқлирини тилға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر