җон кирби: «түркийә террорлуқ тәһдитигә учраватиду, әлвәттә, өзини қоғдаш һоқуқи бар»

америкада ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә директори җон кирби түркийәниң җәнубий чеграсида террорлуқ тәһдитигә дуч келиватқанлиқини вә өзини һәр шәкилдә қоғдаш һоқуқиниң барлиқини елан қилди.

1909712
җон кирби: «түркийә террорлуқ тәһдитигә учраватиду, әлвәттә, өзини қоғдаш һоқуқи бар»

түркийә авази радийоси хәвири: җон кирби зум арқилиқ доклат бериш йиғинида ақсарай мухбирлириниң соаллириға җаваб берип, түркийәниң сүрийә чеграсидики йеңи вәзийәт үстидә тохталди.

у: «түркийә болупму җәнубта террорлуқ тәһдитиниң азабини тартишни давамлаштуруватиду. әлвәттә, түркийәниң өзини вә пуқралирини һәр шәкилдә қоғдаш һоқуқи бар» деди.

урайондики вәзийәттин өзини әнсирәткән нуқтиниң болса, «с д г» дәп атилидиған п к к/ й п г тәшкилатиниң даешқа қарши күриши икәнликини билдүрүп, «райондики бир һәрикәтниң һәмкарлашқучимиз <с д г> ниң даешқа қарши күрәш қабилийитини чәклимигә учритиш мумкинликидур. <с д г> билән биз буниң үчүн һәмкарлишиватимиз вә даешқа қарита бесимни давамлаштурушни халаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر