түркийә һиндонезийәгә тәзийә билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи һиндонезийәниң ғәрбий җава өлкисидә мәйданға кәлгән йәр тәврәштә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1909169
түркийә һиндонезийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, әнқәрәниң, һиндонезийәниң ғәрбий җава өлкисидә мәйданға кәлгән йәр тәврәш апитидә көп санда кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә йариланғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға, дост вә қериндаш дөләт һиндонезийә хәлқи вә һөкүмитигә чин дилимиздин тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

һиндонезийәниң сиранҗаң шәһириниң 18 километир ғәрбий җәнубида, 10 километир чоңқурлуқта йүз бәргән 5.6 бал чоңлуқтики йәр тәврәштә 162 адәм қаза қилған, йүзләрчә киши йариланиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر