әрдоған қатарда бир қисим рәһбәрләр билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған хәлқара путболчилар бирләшмиси (FIFA) дунйа лоңқиси путбол мусабиқисиниң башлиниши даирисидә берилгән күтүвелиш зийапитидә бир қисим рәһбәрләр билән бир йәргә җәм болди.

1908532
әрдоған қатарда бир қисим рәһбәрләр билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал саниниң тәклипигә бинаән түнүгүн кәчтә (20-нойабир) йетип барған қатарниң пайтәхти доһадики әлбәйт тәнтәрбийә залида берилгән зийарәттә, бир қисим рәһбәрләр билән қисқичә сөһбәтләшти.

әрдоған пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас, мисир пирезиденти абдулфәттаһ әссиси, ийорданийә падишаһи 2 – абдуллаһ, дубәй әмири шәйх муһәммәд бин рашид әлмәктум, кувәйт әмири тәхт вариси шаһзадә мәшәл әләһмәд әлҗабир әссабаһ вә хәлқара путболчилар бирләшмисиниң рәиси гианни ифантино қатарлиқлар билән қол елишип көрүшүп, қисқичә сөһбәтләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر