әрдоған зелениский билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн украина пирезиденти виладимир зеленский билән телефонлашти.

1908110
әрдоған зелениский билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент зеленскийниң телефон сөһбити җәрйанида, русийә-украина уруши вә ашлиқ каридориға мунасивәтлик өзгиришләрниң музакирә қилинғанлиқини уқтурди.

җумһур рәис әрдоған сөһбәт әснасида украина пирезиденти зеленскийниң ашлиқ експортиға мунасивәтлик истанбул келишиминиң муддитини узартишқа тутқан иҗабий позитсийәсигә рәһмәт ейтти.

әрдоған, ашлиқ келишими вә уруш әсирлирини алмаштуруш арқилиқ иҗабий тәҗрибиләрниң қолға кәлтүрүлгәнликини, бу чүшәнчини уруш тохтитишни өз ичигә алған барлиқ сөһбәт саһәлиригә кеңәйтишниң барлиқ тәрәпләр үчүн пайдилиқ икәнликини ейтти.

җумһур рәис әрдоған йәнә украина пирезиденти зеленскийниң истанбулдики террорлуқ һуҗуми түпәйли түркийәдин һал сориғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر