түркийә херсондики аһиска түрклирини қайтуруп келиш үчүн зор күч чиқарди

русийә билән болған җәң давам қиливатқан украинаниң херсон шәһиридә йашайдиған 84 аһиска түрки түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң тәшәббуси билән, русийә арқилиқ түркийәгә елип келиниду.

1908142
түркийә херсондики аһиска түрклирини қайтуруп келиш үчүн зор күч чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, көпинчиси йашанғанлардин тәркиб тапқан 84 нәпәр аһиска түрки 31 - өктәбир түркийәгә келиш үчүн херсондин йолға чиққан болсиму, гуруппидики бәзи кишиләрниң материйаллири толуқ болмиғачқа, русийәгә кирәлмигән.

түркийәниң москвадики әлчиханисиниң киремил сарийи, русийә ташқи ишлар, ички ишлар вә мудапиә министирлиқлири билән көрүшүши, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң русийәниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси билән өткүзгән учришишлири нәтиҗисидә, 84 нәпәр аһиска түрки түнүгүн қирим арқилиқ русийәгә киргән болуп, уларниң нөвәттики бекити русийәниң гирузийә чеграси икән.

игилинишичә, түркийәниң тиблистики әлчиханиси гирузийә даирилири билән бу һәқтә алақә орнитип, мәзкур гуруппиниң гирозийә арқилиқ түркийәгә йетип келишигә қолайлиқ йаритиш ишлирини һәл қилған.

түркийәниң мунасивәтлик органлири уларниң түркийәгә кириши вә күтүвелинишиға мунасивәтлик тәййарлиқ хизмәтләрни толуқ тамамлиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر