террорчи әһлам әлбәшр түрмигә йөткәлди

истанбулниң истиқлал кочисидики бомбилиқ һуҗумни садир қилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г әзаси террочи әһлам әлбәширни өз ичигә алған 17 нәпәр җинайәт гумандари қолға елинди.

1907788
террорчи әһлам әлбәшр түрмигә йөткәлди
ahlam albashir.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: истиқлал кочисидики бомба һуҗуминиң гумандарлири сақчиханида вә тәптиш мәһкимисидә нәччә саәт бойичә сорақ қилинди؛ тәптиш мәһкимиси, 49 гумандариниң 17 нәпирини тутқун қилинишини тәләп қилип сот мәһкимисигә йоллиди.

2 муавин баш тәптиш вә 29 тәптиш тәрипидин сорақ қилинған гумандарлар, муддәтсиз қамақ җазаси беришни тәқәзза қилидиған <дөләтниң бирлики вә пүтүнлүкигә бузғунчилиқ қилиш> җинайити садир қилиш билән әйибләнди.

сотқа йолланған гумандарларни икки сотчи сорақ қилди؛ вәқә садир қилинған җайға бомбини қойуп кәткән террорчи әһлам әлбәшир қатарлиқ 17 җинайәт гумандари қолға елинип түрмигә әвәтилди. үч гумандар назарәт қилиниш шәрти билән қойуп берилди. қалған 29 җинайәт гумандарини чеградин қоғлап чиқириш қарар қилинди.

террорлуқ һуҗуминиң биринчи номурлуқ гумандари әһлам әлбәширниң сақчи идариси вә тәптиш мәһкимисидики етираплири ашкариланди؛ террорчи әлбәшир сақчи идарисидә башқичә, тәптиш мәһкимисидә башқичә сөзләрни қилди؛ униң өзини қутқузуш үчүн бәргән зиддийәтлик байанлири диққәтни тартти.

террорчи әһлам әлбәшир сақчи идарисидики тунҗи етирапида өзиниң орундуқта олтурғанлиқини, бириниң униңға сүрәт әвәткәнликини, әнсирәп орундуқтин туруп бир магезинға кәткәнликини дегәниди. тәкшүрүш арқилиқ буниң тоғра әмәслики айдиңлашти. униң тәптиш мәһкимисидики сөзлириму сақчиханидики сөзлиригә зит болуп чиқти.

террорчи әлбәшр тәптиш мәһкимисидә өзини ақлаш үчүн сомкида немә барлиқини билмәйдиғанлиқини илгири сүргәниди؛ әмма террорчиниң бу сөзлириму униң һуҗумдин 11 күн илгири таксимға чарлаш үчүн барғанлиқиниң ашкарилиниши билән йалған болуп чиқти.

әлбәширниң йәнә бир йалғанчилиқи болса, әр - айалдәк муамилә қилишқан террорлуқ тәшкилати әзаси билал һәсән билән мунасивәтлик иди؛ әлбәшр дәслипидә һәсәнниң өзлири туруватқан өйдин сиртқа пәқәт чиқмиғанлиқини ейтқаниди. бирақ, кейин таксимға бирликтә барғанлиқини деди. террорчи әлбәшир, телефони җириңлиған билал һәсәнниң өзини күтүп турушини дәп қойуп йирақлап кәткәнликини илгири сүрди.

у, тәптиш мәһкимисидики сорақ җәрйанида, өзини п к к / й п г ниң түркийәгә әвәткәнликини етирап қилди.

у йәнә, өзиниң әр-айалдәк қийапәткә киривалған билал һәсән билән бирликтә 27-ийул чеградин қанунсиз өтүп хатайға, андин бир машиниға олтуруп қуруқлуқ билән истанбулға келип, тәшкилат билән мунасивити болған фәрһат хабушниң өйигә орунлашқанлиқини ейтти.

хәвпсизлик күчлири бомба һуҗуминиң садир қилинишиға йардәм қилған террорлуқ тәшкилати әзаси «һүсәйин» исимлик террорчини тәкшүрүшни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر