әрдоған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини тоғрисида учур һәмбәһрилиди

һиндонезийәниң саһибханлиқида чақирилған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинидин кейин түркийәгә қайтип кәлгән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң 20 дөләт гуруһиға төһпә қошушни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

1907230
әрдоған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини тоғрисида учур һәмбәһрилиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий алақә суписидики адресида учур һәмбәһриләп: «20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мунасивити билән ишқа ашурған һиндонезийә зийаритимизни тамамлап дөлитимизгә қайтип кәлдуқ. түркийә дунйави миқйаста дуч кәлгән доел елан қилишларға қарши рәһбәрлик вәзиписини мувәппәқийәтлик орундиған 20 дөләт гуруһиға давамлиқ төһпә қошиду» деди.

әрдоған учурида йәнә, түркийә байриқи билән бирликтә тартилған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини даирисидики учришишлириға мунасивәтлик бир син көрүнүшигиму орун бәрди.

17 – нөвәтлик 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини 15-16-нойабир күнлири һиндонезийәниң бали арилида «бирликтә әслигә келиш-күчлүк әслигә келиш» дегән тема астида өткүзүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر