әрдоған пирезидент макрон вә муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған фирансийә пирезиденти макрон вә сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән айрим-айрим көрүшти.

1906735
әрдоған пирезидент макрон вә муһәммәд бин сәлман билән көрүшти
Giorgia Meloni-Erdogan.jpg
suudi prens selman-erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған фирансийә пирезиденти макрон вә сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән айрим-айрим көрүшти.

рәһбәрләрниң көрүшүшлири ахбаратқа йепиқ шәкилдә әмәлгә ашти.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң байанатида билдүрүлишичә, фирансийә пирезиденти макрон көрүшүштә истанбул истиқлал кочисидики террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүргән.

түркийә-фирансийә мунасивәтлири вә район мәсилилири музакирә қилинған көрүшүштә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған содидин башқа, мудапиә вә енергийә саһәлиридиму өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушниң икки тәрәпниң ортақ мәнпәәтигә пайдилиқ икәнликини билдүргән.

у ашлиқ каридориниң зор тиришчанлиқлардин кейин қайтидин хизмәт беришни башлиғанлиқини әскәртип, келишимниң давамлишиши үчүн йавропа иттипақиниңму зиммисигә чүшкән вәзиписини ада қилиши керәкликини тилға алған.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йәнә, италийә баш министири җорҗийа мелони биләнму айрим көрүшти. көрүшүш охшашла ахбаратқа йепиқ шәкилдә әмәлгә ашти.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر