роттердам шәһәрлик һөкүмәт бинасиға түркийә байриқи есилди
голландийәдә истанбулдики террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанлар үчүн роттердам шәһәрлик һөкүмәт бинасиға түркийә байриқи есилди.
![роттердам шәһәрлик һөкүмәт бинасиға түркийә байриқи есилди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/b206/2e42/bee6/63733b27b7040.jpg?time=1719163061)
түркийә авази радийоси хәвири: роттердам шәһәрлик һөкүмәтниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилинған байанатида, йәкшәнбә күни бәйоғлу истиқлал кочисида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми сәвәбидин түркийәгә болған қоллаш вә һәмкарлиқниң намайәндиси сүпитидә роттердам шәһәрлик һөкүмәт бинасиға есилған түркийә байриқини йерим чүшүргәнлики билдүрүлди.
байанатта: «роттердам шәһәрлик һөкүмәт бинасиға есилған түркийә байриқи йерим чүшүрүлди. қәлбимиз истанбул һуҗумида җенидин айрилғанлар билән вә уларниң аилә-тавабиатлири билән биргә» дейилди.
истиқлал кочисидики бомба һуҗумида 6 киши җенидин айрилип, 81 киши йариланған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/c9f9/6643/c005/64cc9b150db96.jpg?time=1719163062)
түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди
түркийә һиндистанниң әнқәрә баш әлчиси вирандер павулниң вапати үчүн тәзийә телеграммиси елан қилди.