истанбулдики хаин һуҗумда дада билән қиз җенидин айрилди

истанбул истиқлал кочисидики террорлуқ һуҗуми, бир дада билән тоққуз йашлиқ қизни җенидин җуда қилди.

1906025
истанбулдики хаин һуҗумда дада билән қиз җенидин айрилди
yusuf meydan kizi ecrin2.jpg
yusuf meydan kızı ecrin3.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: адана аилә вә иҗтимаий параванлиқ хизмәтләр вилайәтлик идарисида хизмәт қилидиған йусуф мәйдан вә аилиси истиқлал кочисида айлиниватқанда террорлуқ һуҗуминиң қурбаниға айланди.

һуҗумда, 34 йашлиқ дада билән тоққуз йашлиқ қизи әрҗин җенидин айрилди.

йариланған ананиң дохтурханида давалиниватқанлиқи билдүрүлди.

дада билән қизниң мийити аданада өткүзүлидиған дәпнә мурасимидин кейин, йәрликкә қойулиду.

аилә вә иҗтимаий параванлиқ министири дәрйа йаник твиттерда учур һәмбәһирләп: «йүрикимиз истанбулдики хаин һуҗум тоғрисида кәлгән хәвәрләр билән дағланди. хизмәтдишимиз йусуф мәйдан билән қизи әрҗинни йоқитип қойдуқ. аилисиниң йеқин-йоруқлириға вә хизмәтдашлириға сәвр тиләймз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر