әрдоған сәмәрқәнткә қарап йүрүп кәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиниң 9 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн бүгүн өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиригә йүрүп кәтти

1904488
әрдоған сәмәрқәнткә қарап йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, «түрк мәдәнийити үчүн йеңи дәвр: ортақ тәрәққийат вә гүллиниш йолида» темисида өткүзүлидиған  башлиқлар йиғинида, түркийә нөвәтчи рәислик вәзиписини өзбекистандин өткүзүвалиду.

башлиқлар йиғинида, 2021 – йили 12 – нойабир күни истанбул башлиқлар йиғинида мақулланған вә тәшкилатниң 20 йиллиқ йол хәритиси болған «муһим һөҗҗәт» ниң дәсләпки 5 йиллиқ пиланини тәшкил қилидиған «истратегийәлик һөҗҗәт» ни өз ичигә алған тәшкилатниң функисийәси вә келәчикигә даир муһим қарарлар чиқирилиду.

әза дөләтләр ара һәмкарлиқни һәр саһәдә техиму тәрәққий қилдуруш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидиған башлиқлар йиғининиң әтики қисмида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған нутуқ сөзләйду.

йиғин даирисидә, әрдоғанни, иштиракчи дөләтләрниң рәһбәрлири билән икки тәрәплик учришишларни өткүзүши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر