хулуси ақар: «түркийә байриқи есилған парахотларниң украина портидин чиқишида мәсилә йоқ»

дөләт мудапиә министири хулуси ақар қара деңиз ашлиқ каридориниң әң йеңи вәзийити үстидә тохтилип: «украина портлиридин айрилған парахотлар йолини давамлаштурмақта. түркийә байриқи есилған парахотларниң чиқишида мәсилә йоқ» деди.

1900939
хулуси ақар: «түркийә байриқи есилған парахотларниң украина портидин чиқишида мәсилә йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: хулуси ақар пайтәхт әнқәрәдә ашлиқ каридори  мәсилисигә алақидар байанат елан қилди.

русийәниң 29 – өктәбирдә севастополдики һуҗумлар сәвәбидин ашлиқ йөткәш тәшәббусини вақитлиқ тохтатқанлиқи тоғрисидики байанатини әскәртип, «әгәр мәсилә мушу пити қалса вә ашлиқ тошуш тохтитилса, тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә еғир ачарчилиқ мәсилиси вә шуниңға әгишип, баһаниң өсүши вә сийасий муқимлиқниң начарлишиши қатарлиқ вәқәләрниң йүз беридиғанлиқини һәммимиз көрүватимиз. келишим имзаланғандин кейин дәрһал ашлиқ баһасида көрүнәрлик төвәнләш вә хатирҗәмлик көрүлди. биз буниң мушундақ давамлишишини үмид қилимиз» деди.

хулуси ақар русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу, украина дөләт мудапиә министири олексий резников вә украина ул әслиһә министири олександер кубраков билән айрим айрим музакириләшкәнликини билдүрүп йәнә мундақ деди:

«у йәрдики портлардин пәқәт ашлиқ чиқиши вә каридорниң инсанпәрвәрлик йардими үчүнла ишлитилиши тоғрисида тәрәпләр оттурисида биркелишим бар. бу паалийәтләрниң ақсап қалмаслиқи, һәрқандақ бир қейинчилиққа сәвәб болмаслиқи вә қайта башқа қайтидиған иш болуп қалмаслиқи керәкликини тәрәпләргә әскәрттуқ. бу йөнилиштики илгириләшләр давамлашмақта. биз келишимниң давамлишиши үчүн санлиқ мәлуматларни баһалаватимиз»

министир ақар русийә ашлиқ каридорини тохтатқандин кейинки ашлиқ қачиланған парахотларниң әң йеңи әһвали үстидиму тохтиип, «украина портидин айрилған вә деңизда кетиватқан парахотлар йоллирини давамлаштуриватиду. түркийә байриқи есилған парахотларниң у йәрдин чиқишида мәсилә йоқ, улар чиқишни давамлаштуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر