хулуси ақар сергей шойгу билән ашлиқ каридорини музакириләшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән өткүзгән телефон сөһбитидә ашлиқ каридорини давамлаштурушниң муһимлиқини тәкитлиди.

1900193
хулуси ақар сергей шойгу билән ашлиқ каридорини музакириләшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, хулуси ақар русийә дөләт мудапиә министири шойгу билән телефонда көрүшкән.

министир ақар ашлиқ тошушқа мунасивәтлик әң йеңи әһваллар музакирә қилинған телефон сөһбитидә, йәр шари ашлиқ кризисини һәл қилишқа зор төһпә қошидиған шундақла барлиқ мәсилиләрни һәмкарлиқ вә дийалог арқилиқ һәл қилғили болидиғанлиқини көрситип беридиған ашлиқ тошуш тириишчанлиқиниң давамлишишиниң интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп, уруш шараитидин айрим тутуш керәклик болған вә пүтүнләй инсанпәрвәрлик паалийити болған ашлиқ тошуш тәшәббусини тоңлитип қойуш қарарини қайтидин көздин кәчүрүшни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر