чавушоғлу: әрдоған путин вә зеленский билән ашлиқ кризисини музакирлишиду

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти виладимир путин вә украина пирезиденти виладимир зеленский билән ашлиқ кризиси һәққидә музакирлишидиғанлиқини елан қилди.

1900649
чавушоғлу: әрдоған путин вә зеленский билән ашлиқ кризисини музакирлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә мухбирларға ашлиқ кризиси тоғрулуқ байанат бәрди.

чавушоғлу ашлиқ кризисини һәл қилиш үчүн алақилишиш башланғанлиқини, русийә експорт қилған ашлиқ вә оғутниң алдидики тосалғуларниң йәнила давам қиливатқанлиқиға алақидар түркийәниңму бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән бу басқучни көзитиватқанлиқини вә тосалғуларни түгитиш үчүн конкрет қәдәмләрниң ташлиниши керәкликини тәкитлиди.

чавушоғлу: «биз түркийә болуш сүпитимиз билән тиришчанлиқимизни давамлаштуримиз» деди вә җумһур рәис әрдоғанниң русийә пирезиденти путин вә украина рәһбири зеленский билән көрүшидиғанлиқини уқтурди.

министир чавушоғлу путинниң түркийәдә газ мәркизи қуруш тәклипи үстидиму тохтилип, «путинниң газ мәркизи тоғрисидики тәклипидин кейин енергийә министирлири вәзипигә тәйинләнди. һазир техника сәвийәсидә енергийә министирлиримиз оттурисида хизмәтләр давамлашмақта. болупму йавропада қанчилик тәләп бар? ташқи ишлар министирлиқи болуш сүпитимиз билән бу мәсилигә төһпә қошуватимиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر