әнглийә ташқи ишлар министири түркийәгә рәхмәт ейтти

әнглийә ташқи ишлар министири җамес клеверли ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң қара деңиздики ашлиқ тошуш хизмәтлиригә рәһмәт ейтти.

1897689
әнглийә ташқи ишлар министири түркийәгә рәхмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җамес клеверлий тивиттердики байанатида түркийәлик мәнсәпдиши чавушоғлу билән телефонда сөһбәтләшкәнликини билдүрди.

әнглийә министири: «русийәниң украина ишғәлийити кәлтүрүп чиқарған йемәклик хәвпигә қарши күрәш үчүн қара деңизда ашлиқ тошуш хизмитидә болғанлиқи йүзисидин чавушоғлуға рәһмәт ейттим» деди.

түркийәниң йеқин шерик вә иттипақдаш икәнликини тәкитлигән җамес клеверлий йәнә, «биз дунйави ортақ қейинчилиқларға қарши бирликтә тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуримиз» дегән сөзләрниму ишләтти.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң һәмбәһирлигән учурдиму министир чавушоғлуниң әнгилийәлик мәнсәпдиши клеверлий билән телефонда көрүшкәнлики билдүрүлди.

сөһбәттә икки тәрәплик мунасивәт, истанбул ашлиқ келишими вә украинадики әң йеңи өзгиришләрниң музакирә қилинғанлиқи уқтурулди.

йәр шари ашлиқ кризисини һәл қилиш үчүн түркийәниң маслаштуриши билән иҗра қилиниватқан ашлиқ тошуш келишими 22 - ийул истанбулда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һимайисидә, украина, русийә, түркийә вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати оттурисида имзаланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر