түркийә әскәрлири қатарға йетип барди

түркийә әскәрлири 2022 - йиллиқ дунйа лоңқиси қалқан һәрикити намлиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә төһпә қошуш мәқситидә қатарға йетип барди.

1895267
түркийә әскәрлири қатарға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң доһадики әлчиханиси твиттердики адресида байанат елан қилип, түркийәниң доһада турушлуқ баш әлчиси доктор мустафа гөксуниң 2022-йиллиқ дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқиси қалқан һәрикитигә төһпә қошуш үчүн қатарға йетип барған түркийә әскәрлирини айродурумда қарши алғанлиқини уқтурди.

байанатта йәнә «қериндаш қатарға қиливатқан бихәтәрлик йардимимиз давамлашмақта» дегән ибариләргә орун берилди.

түркийә билән қатар оттурисидики бихәтәрлик һәмкарлиқи даирисидә, 2022 - йиллиқ дунйа лоңқиси путбол мусабиқиси җәрйанида қатар сақчилири билән бирликтә вәзипә өтәйдиған түркийә җамаәт хәвпсизлики баш идариси хадимлири 27-сентәбир пайтәхт доһаға йетип барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر