түркийә һава йоллири ширкити италийәгә қарита айропилан сәпәрлирини бикар қилди

түркийә һава йоллири ширкити италийәдә айродурум хадимлири иш ташлайдиғанлиқи үчүн 21 – өктәбир күни италийәгә ишқа ашурулидиған бир қисим айропилан сәпәрлирини бикар қилди.

1895341
түркийә һава йоллири ширкити италийәгә қарита айропилан сәпәрлирини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити ахбарат васитилири башқармисиниң билдүрүшичә, әтә (21 – өктәбир) ишқа ашурулидиған « TK 1873 – 1874  истанбул – милано – истанбул»,  « TK  1895 – 1896  истанбул – милано – истанбул» вә « TK  1796 – 1797  сабиһа гөкчән – бергамо – сабиһа гөкчән» айропилан сәпәрлири бикар қилинидикән.

байанатта тәкитлинишичә, италийәдики иш ташлаш әһвалиға қарап, бикар қилинидиған айропилан сәпәрлири санида өзгириш болуш еһтималлиқи бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر