қәдимки дунйаниң қолда йасалған әң чоң тонели — веспасйанус-титус

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, дунйаниң қолда йасалған әң чоң тонели — веспасйанус-титус һәққидә тохтилип өтимиз.

1895277
қәдимки дунйаниң қолда йасалған әң чоң тонели — веспасйанус-титус

дунйаниң қолда йасалған әң чоң тонели — веспасйанус-титус

түркийә авази радийоси: биз анадолуда учритидиған  бир – биридин җәлпкар су қурулушлириниң һәр бири бир надир йадикарлиқтур. суниң бу земинлардики сәпири кишини һәйран қалдуридиған мисаллар билән толған болуп, анадолу бағриға бесип йатқан мәдәнийәтләрниң һәммиси өзлириниң су қурулмиси билән техника, бинакарлиқ вә қурулуш җәһәттики иқтидарини испатлап турмақта. булақлар, су йоллири, қудуқлар, мунчилар, көврүкләр... уларниң һәммисидә бәдиий зоқ әкс етип туриду. бу қурулмиларниң бәзилиригә тәтбиқланған илғар қурулуш билимлири бүгүнки күндиму кишини һәйран қалдуриду. бу қурулмилар сәзгүр һесаблашлар, инчикә тәпсилатлар вә дәврдин һалқип кәткән йирақни көрәрлик билән йасалған. уларниң бири өз дәвриниң «чоң лайиһәси» дейишкә болидиған веспасйанус-титус тонелидур.

* * * * *

бүгүнки хатайниң самандағ наһийәсигә җайлашқан веспасйанус-титус тонели, көргәнләрни һәм һәйран қалдуриду һәм ойландуриду. у миң әтрапида қул вә рим қошуни әскәрлири ишлигән бир қурулма болуп, пәқәт болқа – базған дегәндәк аддий қораллар ишлитилип инсан күчи билән тағни тешиш арқилиқ йасилиду. шундақ, ғайәт зор бир тағ әнә шундақ аддий қораллар билән йерилип, бу тонел йасилиду. түрк тилида «йиңнә билән қудуқ колаш» дәйдиған гәп бар. бу иш дәл шу сөзни әкс әттүрүп бериду.

сәләвкиа пәирйа рим дәвридә шәрқий ақдеңизниң икки чоң порт шәһириниң бири иди. рим императори веспасйанус дәвридә шәһәр кәлкүн апитигә дуч келиду. кәлкүн һәм һайатқа, турмушқа хәвп елип келиду, һәмдә қум вә шеғилларни еқитип келип портни толдурушқа башлайду. император веспасйанус бу мәсилиләрни өстәң ечип кәлкүн сүйини контрол қилиш арқилиқ һәл қилмақчи болиду. өз дәвриниң тунҗи вә әң чоң ислаһат түри қариши мана мушундақ барлиққа келиду. қуллар қоллиридики кәтмән – гүрҗәкләр билән ишқа тутуш қилиду. лекин, өстәң йолида муса теғидин ибарәт ойлимиған бир тосалғуға дуч келиду. әмдики қилишқа тегишлик иш тағни бурғилаш иди. бу пикир аңлимаққа қарамлиқ қилиштәк туйулсиму, әмма қулларға болқа вә гүрҗәкләр тарқитилип, тағниң ичидин су өтидиған бир тонел қезиш тоғрисида буйруқ чүшүрүлиду. әлвәттә, император веспасйанусниң өмүри бу тонелниң пүткән һалитини көрүшкә йәтмәйду. униң вапатидин кейин тәхткә олтурған оғли титус бу түрни давамлаштуриду. егизлики икки қәвәтлик туралғучилик келидиған, узунлуқи 1.5 километирға йетидиған бир тағни аддий қол қораллирини ишлитип тәшкән әһвалға шу чағқичә көрүлүп бақмиғаниди. униң қурулушиға нәччә он йил кәткәнликини илгири сүридиғанларму, йүз йил кәткәнликини ейтидиғанларму бар.

веспасйанус -титус тонели дунйадики қол билән йасалған әң чоң тонел дәп қаралмақта. кишиниң әқлини лал қилидиған бу қурулма һазир б д т маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати —йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алмақта.

* * * * *

хатайдики веспасйанус-титус тонели, икки миң йил илгирики чоң түрләрниң бири болуп, қәдимки дәврниң қурулуш мөҗизиси һесаблиниду. чүнки у, тосмиси, су йоллири, көврүклири вә ташқа  ойулған көврүң вә чәшмилири билән пәқәт бир тонелла әмәс, бәлки сәләвкиа пәирйа шәһирини кәлкүндин қоғдайдиған абидә характерлик бир қурулмидур.

тағни иккигә кесивәткәндәкла көринидиған тонелға киргән киши өзини худди асманға қарап созулған деризисиз тамлар арисида қалғандәкла һес қилиду. мундақчә ейтқанда, веспасйанус-титус тонелида сәйлә қилиш заманға гуваһчи болушқа охшайду. икки миң йил илгири бу йәрдә ишлитилгән кишиләрниң болқа вә гүрҗәклиридин чиққан аваз қулақ тувидә  йаңриғандәк болиду. пәқәт қол вә аддий қораллар арқилиқ аҗайип бир қурулмиға һайатлиқ ата қилған кишиләрни һәйранлиқ ичидә әслимәй, хатирилимәй туруп, бу сайаһәтни тамамлаш мумкин әмәс.

веспасйанус-титус тонелидин йүз метир йирақлиқта җайлашқа бәшикли өңкүриму көрүшкә әрзийду؛ у пүтүнләй ташқа ойулған бир мазарлиқ болуп, униңда он икки қәбрә бар. бәшикли өңкүри түврүклири, бинакарлиқи вә — бузғунчилиққа учриған болсиму—өгзә безәклири кишиләрниң диққитини тартишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر