түркийә: ефийопийәниң тиграй райониниң вәзийитидин әндшә қиливатимиз

түркийә ефийопийәниң тиграй районида вәзийәтниң қайтидин җиддийлишип кәткәнликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

1894052
түркийә: ефийопийәниң тиграй райониниң вәзийитидин әндшә қиливатимиз

+ түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, ефийопийәниң тиграй районида зораванлиқ вәқәлиригә хатимә берилиш вә дәрһал уруш тохтитиш келишими һасил қилинишқа чақириқ қилинди.

байанатта, африқа әллири иттипақиниң уруш тохтитиш келишими һасил қилиниши мәқситидә тәрәпләр ара биваситә сөһбәт өткүзүшни ишқа ашуруш тәшәббусиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «түркийә, ефийопийәдә тинчлиқ, муқимлиқ вә бихәтәрлик орнитилиши йолидики тиришчанлиқларни давамлиқ қоллайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر